12/20/2024
Йеқинда Алмута шәһириниң Султанқорған мәһәллисигә орунлашқан Мәсим Йақупоф намидики 101-мәктәп-гимназийәдә «Илһам» мукапатини тарқитиш мурасими өткүзүлди. Униңға җәмъийәтлик бирләшмиләр вәкиллири, зийалийлар, оқутқучи-оқуғучилар вә йурт-җамаъәт вәкиллири қатнашти.
Мурасим Қазақистанда тонулған тиҗарәтчи Дилмурат Қузийефниң оқутуш Уйғур тилида йүргүзүлидиған мәктәпләрдә бала топлаш мәсилисини җанландуруш вә оқуғучилар санини көпәйтиш тәшәббуси билән санаъәтчиләр, тиҗарәтчиләр, йеза игилики хадимлири бирләшмиси, метсенатлар кулуби тәрипидин уйуштурулди. 2017-йилдин буйан «Илһам» мукапатиға берилидиған мәбләғ Пирмуһәммәт Һаҗим Қузийеф намидики хәйрихаһлиқ фонди тәрипидин аҗритилидиған болған.
Мурасимда «Тинчлиқ Дунйаси» хәлқъара Қазақ иҗадий бирләшмиси тәркибидики хәлқләр достлуқи иттипақиниң рәъиси Азтекин Ибраһимоф бир милләтниң мәвҗутлуқини көрситидиған һайат әйники-ана тил вә уларниң миллий маъарипи икәнликини, миллий маъарипниң аҗизлиши шу милләтни йоқилиш гирдабиға елип келидиғанлиқини, ана тилини, миллийликини йоқатмиған әвладниң милләт истиқбалиниң капалити болалайдиғанлиқини илгири сүрди.
Тәпсилатини тор бекитимиздин аңлиғайсиз.
Йеқинда алмута шәһириниң султанқорған мәһәллисигә орунлашқан мәсим яқупоф намидики 101-мәктәп-гимназийәдә “илһам” мукапатини тарқитиш мурасими өткүзүлди. Униңғ....